түркийә сода һәйити канадада зийарәттә болмақта

түркийә енергийә саһәсиниң бир сода һәйити йәрлик херидарлар вә вакаләтчиләр билән сөһбәт өткүзүш мәқситидә канадада зийарәттә болмақта.

1273964
түркийә сода һәйити канадада зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң торонтода турушлуқ сода ишлири мәслиһәтчиси мәһмәт әкизоғлу йетәкчиликидики түркийә електир – технологийә експортчилири бирлики сода һәйити, өй електрон әшйалири, сим, ток чиқириш вә тарқитиш үскүнилирини канада базириға експорт қилишни қолға кәлтүрүш үчүн, торонто вә монтреал шәһәрлиридә өткүзүлгән паалийәтләрдә мәзкур саһәниң канадалиқ вәкиллири билән көрүшти.

һәйәттики әмәлдарлар, түркийәдә сүрәт билән зорийиватқан електронлуқ әшйалар, өй лазимәтликлири саһәсиниң канада базиридинму орун елишини капаләткә игә қилишни халайдиғанлиқлирини билдүрди.

һәйәтни түркийәниң торонтода турушлуқ баш консоли синәм минганму йеқиндин қоллап – қуввәтлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر