министир шимшәк қатар иқтисад мунбиригә қатнишиду

түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән икки күнлүк гә қатнишип, алақидар әмәлдарлар билән учришишларни өткүзиду.

2139982
министир шимшәк қатар иқтисад мунбиригә қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: шимшәк түнүгүн белгийәниң муһим ақиллар амбириниң бири болған <бругел>да өткүзүлгән «түркийә: йавропа иқтисад системисида илгириләш» намлиқ йиғинда сөз қилғандин кейин, қатарға йетип барди.

доһада давамлишиватқан <қатар иқтисад мунбири>ниң «риқабәт күчигә игә иқтисад йаритиш» темилиқ бөлүмидә сөз қилидиған министир шимшәк, арқидин мәбләғ салғучилар йиғиниғиму қатнишиду вә мунбәргә қатнашқан министирлар билән айрим учришишларни өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر