« түркийә – иран мунасивәтлири наһайити йахши»

сода ишлири министири руһсар пәкҗан түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә чақирилған «түркийә – иран сода – иқтисад мунбири» йиғинида түркийә – иран мунасивәтлири һәққидә тохталди.

1272678
« түркийә – иран мунасивәтлири наһайити йахши»

түркийә авази радийоси хәвири: пәкҗан бу йәрдә қилған сөзидә, түркийә билән иран оттурисидики дипломатик мунасивәтләрниң мустәһкәм икәнликини, һәр икки дөләтниң сода дунйасиға қолайлиқ һәм пурсәтләрни йаритип бериш йолида муһим қәдәмләрни ташлаватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «таллаш характерлик сода келишимидин үнүмлүк пайдилинип, сода омумий соммисини қайтидин йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш ирадимиз қәтийдур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر