түркийәниң күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарида рекорт йаритилди

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз түркийәниң күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарида 20 йилдин буйанқи рекорт йаритилғанлиқини җакарлиди.

1271190
түркийәниң күндилик нефит ишләпчиқириш миқдарида рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири:  енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз түркийәниң нефит ишләпчиқириш әһвали һәққидә тохталғанда, мундақ деди: «миллий ширкитимиз болған түркийә нефит ширкитиниң бу йилқи күндилик нефит ишләпчиқириш миқдари 50 миң варилдин ешип кәтти, шуниң билән, йеқинқи 20 йилдин буйанқи рекорт йаритилған болди.»

2018 – йили түркийә нефит ширкитиниң күндилик нефит ишләпчиқириш миқдари 42 миң 330 варилға йәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر