гиретсийә хәлқара пул фонди тәшкилатидин алған қәрзини төләш үчүн һәрикәткә өтти

гиретсийә баш министири кириакос мичотакис дөлитиниң хәлқара пул фонди тәшкилатидин алған қәрзиниң бир қисмини муддәттин бурун төләш үчүн һәрикәткә өткәнликини җакарлиди.

1270716
гиретсийә хәлқара пул фонди тәшкилатидин алған қәрзини төләш үчүн һәрикәткә өтти

түркийә авази радийоси хәвири: мичотакси аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «гиретсийә нөвәттә йүки наһайити еғир болған хәлқара пул фонди тәшкилатидин алған қәрзиниң бир қисмини муддәттин бурун төләш үчүн илтимас сунди. бундақ болғанда, һәм дөлитимизниң ишәнч җәһәттин нопузи йәниму күчийиду, һәмдә дөләт хәзинимиздин қилинидиған чиқимлар азийиду.»

йәнә бир тәрәптин, гиретсийә малийә министири һристос стайкорасниң, йавропа муқимлиқ миханизими вә йавро гуруһиға рәсмий тәклип сунғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر