түркийә дунйа дөләтлиригә қурулуш материйаллири сатмақта

түркийә, 2019 – йилиниң алдинқи алтә ейида 153 дөләткә җәмий 1 милйард 330 милйон 855 миң долларлиқ қорулуш материйали експорт қилди.

1268390
түркийә дунйа дөләтлиригә қурулуш материйаллири сатмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийә қурулуш материйали експортидин бу йилниң йанвар – ийун айлири мәзгилидә бултурқиниң алдинқи йеримиға селиштурғанда 42 милйон доллар көп пайдиға еришкән.

импорт 2019 – йилиниң алдинқи алтә ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %13 төвәнләп, експорт %3 ашқан. бу йилниң алдинқи йеримида 1 милйард 330 милйон 855 миң долларлиқ материйал експорт қилинған болуп, бу сан өткән йили 1 милйард 287 милйон 989 миң доллар болғаниди.

түркийә бу мәзгилдә 153 дөләткә қурулуш материйали експорт қилди؛ әң көп мәһсулат експорт қилинған дөләт 364 милйон 462 миң доллар билән хитай болди. бу сан бу саһәдики омумий експортниң %27 ини тәшкил қилди.

експортта хитайдин қалса тәртипи бойичә 126 милйон 504 миң доллар билән америка қошма иштатлири, 65 милйон 181 миң доллар билән италийә, 62 милйон 774 миң доллар билән һиндистан вә 59 милйон 760 миң доллар билән испанийә орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر