русийә билән һиндистан әркин сода келишимигә тәййарланмақта

русийә пирезиденти владимир путин йавро-асийа иқтисадий бирләшмиси билән һиндистан оттурисида әркин сода келишимигә мунасивәтлик биринчи қетимлиқ учришишниң пат арида башлинидиғанлиқини елан қилди.

1263730
русийә билән һиндистан әркин сода келишимигә тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин русийәниң владивосток (Vladivostok) шәһиридә һиндистан баш министири моди билән көрүшти вә арқидин бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

пирезидент путин русийә билән һиндистан оттурисидики һәрбий-техника саһәсидә орнитилған һәмкарлиқниң әһмийити үстидә тохтилип: «бу һәмкарлиқимиз, истратегийәлик шериклиримизниң муһим асасини тәшкил қилиду. 2011-йилидин 2020-йилиғичә болған вақитни өз ичигә алған һәрбий-техника һәмкарлиқ келишимимизни йәнә 10 йил узартиш хизмәтлиримиз давам қиливатиду» деди.

у һиндистан билән болған содида өзлириниң пул бирликлирини ишлитишни халайдиғанлиқлирини әскәртип: «һиндистан билән содимизда өзимизниң пул бирликини ишлитишни көпәйтип, русийә мәркизий банкасиниң пул йөткәш системиси билән банкалар оттурисидики рәсмийәтләрни капаләткә игә қилалаймиз» деди.

у һиндистан билән әркин содиға мунасивәтлик сөһбәтләрниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп: «һиндистан билән америка оттурисида әркин сода райони қуруш билән сода түрлирини көпәйтиш үчүн қошумчә пурсәтләрниң келидиғанлиқиға ишинимән. бу ортақ нишанимизға вә йеқин кәлгүсидә келишим аргинали тәййарлашқа мунасивәтлик музакирәләр пат арида башлиниду» деди. һиндистан баш министири моди русийә билән истратегийәлик саһәләрдә өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурғанлиқлирини билдүрүп: «русийә билән запчасларни һиндистанда ишләпчиқиришқа мунасивәтлик келишимләрни имзалидуқ. бу барлиқ санаитимизниң тәрәққийат қәдимини тезләштүриду. русийәниң йардими билән қурулидиған йадро електир истансисиниң әслиһәлирини һиндистанда ишләпчиқиришниму тәрәққий қилдуруш мунасивитимизни техиму күчәйтиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر