җуңшиң америкада ишләпчиқириш паалийитини тохтатти

електиронлуқ үскүниләр вә телефон үскүнилири ишләпчиқиридиған җуңшиң (ZTE) ширкити, експортқа қойулған чәклимиләр түпәйлидин ишләпчиқришни тохтатқанлиқини елан қилди.

968906
җуңшиң америкада ишләпчиқириш паалийитини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири:хитайниң електронлуқ үскүниләр вә телефон үскүнилири ишләпчиқиридиған җуңшиң  ширкити, америка йолға қойған чәклимиләр сәвәбидин асаслиқ ишләпчиқириш паалийитини тохтатқанлиқини елан қилди.

вашингтон һөкүмити җуңшиң ширкитиниң америкада ишләпчиқарған мәһсулатлирини қанунсиз йоллар билән иранға әвәтип, америкниң експорт ембарголириға хилаплиқ қилғанлиқи ашкариланғандин кейин, америка ширкәтлириниң 7 йил бойичә җуңшиңға запчас вә йумталларни сетишини чәклигән иди.

җуңшиң ширкитиниң түнүгүн (10-май) ки байанатида мундақ дейилди:

"експортни чәкләш қарари бойичә, ширкәт асаслиқ ишләпчиқириш паалийитини тохтатти.  һазир ширкәтниң қолида йетәрлик нәқ пул бар болуп, ширкәт қанун вә түзүмләргә бойсунған һалда сода ишлиридики мәсулийәтлиригә қәтий риайә қилмақта."

җуңшиң ширкити хуавей вә нокийаға охшаш, дунйадики әң чоң телефон үскүнилири ишләпчиқридиған ширкәтләрниң бири.

җуңшиң ширкити малийә министирлиқиға чәклимиләрниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилип илтимас сунғанлиқиниму билдүрди. бу һәқтә мундақ дейилди:

"америка һөкүмити тәрипидин йолған қойулған експорт чәклимисиниң өзгәртилишини йаки буниң дәл әксичә болуши вә мәсилиләрниң һәл қилинишида иҗабий нәтиҗә елиш мәқситидә америка һөкүмити билән актип алақә қилиш давамлишиватиду."

җуңшиң ширкити түркийәдиму паалийәт көрситиватқан болуп, нәташ (Netaş) ширкитиниң %48 пай чекигә игә.

җуңшиң ширкитиниң тәминләш зәнҗирини үзүветишни мәзмун қилған чәклимә, америка-хитай сода уруши еһтималлиқиға мунасивәтлик ихтилаплар улғайған бир вақитқа тоғра кәлди.

хитай һөкүмити өткән һәптә бейҗиңни зийарәт қилған америка сода һәйити билән болған учришишларда, җуңшиң ширкити мәсилисини күнтәртипкә қойған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر