әрдоған: фирансийәдики вәқәләрниң йилтизида мустәмликичилик бар

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған фирансийәдә бир сақчиниң алҗирийә пуштидин болған йашни етип өлтүрүшидин кейин партлиған намайишлар үстидә тохтилип: «фирансийәдики вәқәләрниң йилтизида мустәмликичилик бар» деди.

2006673
әрдоған: фирансийәдики вәқәләрниң йилтизида мустәмликичилик бар

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин байанат елан қилди.

у фирансийәдә өткән һәптә сақчиларниң алҗирийә пуштидин болған бир йашни етип өлтүрүшидин кейин партлиған намайишларниң йилтизида мустәмликичиликниң барлиқини билдүрүп: «зораванлиқ зораванлиқни пәйда қилип, бүгүнки вәқәләргә сәвәб болди. тарихтикигә охшаш, шамал чиқарғанлар боран-чапқунға дуч келиватиду. биз әндишә ичидә көзитиватқан фирансийәдики вәқәләрниң көп қан ақмастин вә зораванлиқлар техиму зораймастин балдуррақ ахирлишишини тиләймиз» деди.

у амминиң мал-мүлкигә зийан селишни, кочиларға от қойуп, вәйран қилинишини, магезинларниң булаң-талаң қилинишини әйибләйдиғанлиқлирини, кочида йүз бәргән вәқәләрниң қануний һәқ-һоқуқ тәләп қилиш усули болалмайдиғанлиқини әскәртип, мундақ деди:

«шундақтиму бу иҗтимаий партлаштин мустәбитләрниң савақ елиши керәклики наһайити ениқ. йүз бәргән вәқәләрниң көчмәнләргә қаритилған йеңидин бесим қилиш, мәҗбурлаш вә қорқитиш долқунлириға сәвәб болушидин әндишә қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر