түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә министирлар йиғини өткүзүлди
қатнаш министири адил караисмаилоғлу түркийә, гирузийә вә әзәрбәйҗан үч дөләтниң қатнаш имканийәтлирини техиму ашуруш үчүн давамлиқ тиришиватқанлиқлирини билдүрди.
1871603
түркийә авази радийоси хәвири: түкийә қатнаш министири караисмаилоғлу гирузийә пайтәхти тиблиста өткүзүлгән түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә үч тәрәп министирлар йиғиниға қатнашти.
у ахбаратқа йепиқ шәкилдә вә тәхминән бир саәт давамлашқан үч тәрәп йиғинини ахирлаштуруп, мухбирларни күтүвалди.
у түркийә, гирузийә вә әзәрбәйҗанниң дост, шундақла қериндаш дөләтләр икәнликини әскәртип, дөләтләр оттурисидики қатнаш каридорлирини техиму тәрәққий қилдуруш үчүн өзара учришишларни давамлаштуруватқанлиқлирини билдүрди.
у: «бу учришишлар нәтиҗисидә дөләтлиримиз мәнпәәткә еришиду. қатнаш каридорлири қанчилик күчлүк болса, аримиздики иттипақлиқ һәм иҗтимаий һәмдә иқтисадий сәвийәдә техиму тәрәққий қилиду» деди.
у баку-тиблис-карс төмүр йоли вә түркийәдики мармарай төмүр йоли лайиһәлириниң әмәлгә ашурулғанлиқини әскәртип: «һазир хитайдин йолға чиққанчә лондонғичә баралайдиған пойизлиримиз қатнашни башлиди. барлиқ йошурун күчләрни қизип чиқириш үчүн буниңдин кейин немиләрни қилалайдиғанлиқимиз тоғрисида көрүшүватимиз» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ирақниң шималида террорчиларға зәрбә берилди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди.