әрдоған истанбул мәдәнийәт университети кутупханисини ишқа кириштүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбул мәдәнийәт университетида түркийәниң әң чоң университет кутупханисини ишқа кириштүрди.

1867290
әрдоған истанбул мәдәнийәт университети кутупханисини ишқа кириштүрди
erdogan medeniyet universitesi kutuphanesi1.jpg
erdogan istanbul medeniyet universitesi kutuphanesi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбул мәдәнийәт университети зираәт банкиси кутупханиси вә мәркизий дәрслик бинасиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

әрдоған, бу йәрдә қилған сөзидә, һазир түркийәдики әң чоң кутупханиниң пайтәхт әнқәрәдики бәштәпә җумһур рәислик мәһкимиси бинасиға җайлашқан 5 милйон томлуқ китабқа игә дөләт кутупханиси икәнликини әскәртип мундақ деди: «(мәдәнийәт университетида) бир милйон томлуқ китабқа игә вә бирла вақитта 3 миң кишигә мулазимәт қилидиған елимизниң әң чоң университет кутупханисини ачимиз.»

у, һәрқайси мәктәпләрниң кутупханилиридики китаб саниниму қисқа вақит ичидә 3 һәссә көпәйтип, 70 милйонға йәткүзгәнликлирини, буни йил ахирғичә 100 милйонға йәткүзидиғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر