кападокйани зийарәт қилған сайаһәтчилар сани көпәйди

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгән сайаһәт райони кападокйани бу йилниң дәсләпки 5 ейида 1 милйондин артуқ сайаһәтчи зийарәт қилди.

1838529
кападокйани зийарәт қилған сайаһәтчилар сани көпәйди
kapadokya2.jpg
kapadokya1.jpg
kapadokya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: нәвшәһир валий мәһкимисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, пәрибаҗалири, таштин ойуп йасалған тарихий имарәтләр, йәр асти шәһәрләр қатарлиқ тәбиий, тарихий вә мәдәнийәт байлиқлири билән йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң диққитини қозғаватқан  кападокйада, бу йил йанвардин майиғичә 1 милйон 30 миң 491 сайаһәтчи күтүвелинған.

кападокйани, алдиқи 5 ай ичидә, 2019 – йили, 1 милйон 134 миң 387 сайаһәтчи, 2020-йили, 322 миң 894 сайаһәтчи, 2021-йили 333 миң 633 сайаһәтчи зийарәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر