түркийә американиң «F-35» қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә американи икки дөләт мунасивәтлиридә йахшилиғили болмайдиған зидиләрни пәйда қилидиған «F-35» қарари тоғрисида байанат елан қилип, хаталиқидин йенишқа дәвәт қилди.

1237574
түркийә американиң «F-35» қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи американиң «F-35» қарариға наразилиқ билдүрүп байанат елан қилди. министирлиқ бу һәқтә елан қилған байанатида, америка һөкүмитиниң түркийәни «F-35» пирограммисидин чиқириветишиниң һечқандақ йоллуқ сәвәбкә тайанмайдиғанлиқини әскәртип: «американи истратегийәлик мунасивәтлиримиздә йахшилиғили болмайдиған зидиләрни пәйда қилидиған бу хаталиқидин йенишқа дәвәт қилимиз» деди.

байанатта, ақсарай вә америка дөләт мудапиә министирлиқиниң русийәдин «S-400» һава мудапиә системиси сетивалғанлиқи үчүн түркийәниң «F-35» пирограммисидин чиқириливетилидиғанлиқини елан қилғанлиқи хатирилитилди.

«бу бир тәрәплимилик һалда бесилған қәдәм, иттипақлиқ роһиға уйғун болмайла қалмастин, бәлки һечқандақ йоллуқ сәвәби йоқ» дейилгән байанатта, төвәндики ибариләргиму орун аҗритилди:

« F-35пирограммисиниң асаслиқ шериклиридин бери болған түркийәниң пирограмминиң сиртида қалдурулуши, адиллиқ әмәс. S-400 системисиниң F-35 ләргә тәсир көрситидиғанлиқи тоғрисидики қарашларму күчкә игә әмәс. бу мәсилидә натому иштирак қилидиған тәкшүрүш гурупписи қуруш тәклипимизниң нәзәргә елинмаслиқи, америка тәрәптики бир тәрәплимилик вә мәсилини йахши нийәт билән өзиниң йолида һәл қилиш ирадисиниң кәмчилликини әң рошән һалда көрситип бериду.»

американиң түркийә билән болған достлуқиға әһмийәт беридиғанлиқини пәқәт сөзләп қойуш биләнла әмәс, бәлки һәрикити билән, болупму террорлуқ тәшкилатлири даеш, п к к|п й д|й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштиму көрситиши керәклики алаһидә тәкитләнгән байанатта, мунулар қәйт қилинди:

«җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән пирезидент доналд трамп өткән ай осакада өткүзүлгәнG-20 йиғинида көрүшкәндә оттуриға қойған ортақ қарашқа һәр сәвийәдә садиқ болуш, бу нуқтидин ейтқанда, интайин муһим әһмийәткә игә. американи истратегийәлик мунасивәтлиримиздә йахшилиғили болмайдиған зидиләрни пәйда қилидиған бу хаталиқидин йенишқа дәвәт қилимиз.»

америка һөкүмити «S-400» сәвәбидин түркийәниң «F-35» пирограммиси ичидә болмайдиғанлиқини билдүрүп елан қилған байанатида: «америка һазирму түркийә билән болған истратегийәлик мунасивәтлиригә интайин әһмийәт бериду. нато иттипақдашлири болуш сүпитимиз билән мунасивәтлиримиз көп тәрәплимиликкә игә болуп, F-35 ләргила бағлиқ әмәс» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر