йилдирим шивейтсарийәдики түркләр билән көрүшүп муһим сөз қилди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим, йавропада йашайдиған түркләрниң қиммәт – қарашлири вә милләтниң ар – номуси мәсилисидә қәтий бәл қойувәтмәслики керәкликини тәкитләп өтти.

1068855
йилдирим шивейтсарийәдики түркләр билән көрүшүп муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шивейтсарийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған бинали йилдирим, түркийәниң берндики әлчиханисида дөләтниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән амма билән дидарлашти вә уларға хитаб қилип, йавропадики мусапир түркләрниң өзлири йашаватқан дөләтләрниң түзүмлиригә маслишишиниң муһимлиқини, бирақ қәйәрдә болушлиридин қәтийнәзәр, мусапирларниң ана вәтәнлириниң түркийә икәнликини тәкитләп өтти.

чоң мәдәнийәтләргә игә болушниң еғир мәсулийәтләрни ада қилишни тәқәзза қилидиғанлиқини билдүргән йилдирим, «шараитниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, қанчилик қийинчилиқ, қанчилик бесимларға дуч келишиңлардин қәтийнәзәр, қиммәт – қарашлиримиз, миллитимиз ар – номуси мәсилисидә қәтий чиң туримиз. йавропа билән мунасивәтлиримиз бузулған чағдиму силәр түркийә җумһурийитиниң әң чоң капалити силәр» деди.

түркийәгә қарши һәр түрлүк ойунларниң ойналғанлиқини байан қилған йилдирим, «бәзидә террор билән, бәзидә иқтисадий бесимлар билән алдимизға чиқишиду. бәзидә түркийәни демократийә, кишилик һоқуқ дегән нам астида бесимға елишқа урунушуп келишмәктә. шараитниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, биз миллитимиздин алған күч билән, силәрдин алған күч билән әң гүзәл шәкилдә хизмәтлиримизни давамлаштуримиз, күришимизни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

баш әлчи сайгили, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим вә һәмраһлиқидикиләрниң шәрипигә кәчлик зийапәт бәрди.

шивейтсарийәдики учришишлирини түнүгүн башлиған йилдиримниң зийаритиниң әң муһим қисмини 139 – нөвәтлик парламентлар ара бирлик йиғини тәшкил қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر