ички ишлар министирлиқи бир һәптилик зәрбә бериш һәрикәтлиригә даир мәлуматларни елан қилди

түркийә ички ишлар министирлиқи, 27 – авғусттин 3 – сентәбиргичә болған җәрйанда елип берилған ички бихәтәрликни сақлаш һәрикәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.

1042060
ички ишлар министирлиқи бир һәптилик зәрбә бериш һәрикәтлиригә даир мәлуматларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи, йеқинқи бир һәптә ичидә елип берилған ички бихәтәрликни капаләткә игә қилиш һәрикәтлири җәрйанида, 4 нәпири аталмиш йуқири дәриҗилик мәсул болуп бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң 46 әзасиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

түркийә ички ишлар министирлиқи, 27 – авғусттин 3 – сентәбиргичә болған җәрйанда елип берилған ички бихәтәрликни сақлаш һәрикәтлири тоғрисида мәлумат бәрди вә бу җәрйанда 26 нәпири өлүк, 8 нәпири тирик, 12 нәпири тәслим болуш йоли билән җәмий 46 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини җамаәтчилик билән ортақлашти.

буниңдин башқа, п к к билән четишлиқ 104؛ фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати билән четишлиқ 153؛ даеш билән четишлиқ 21 вә сол еқимдики террорлуқ тәшкилатлири билән четишлиқ, дәп қаралған 8 киши зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида назарәт астиға елинди.

террорлуқ тәшкилати тәшвиқати билән шуғулланған вә өчмәнлик уруқи чачқан 274 иҗтимаий таратқу һесабати үстидин тәкшүрүш елип берилди.

ениқланған 178 киши қануни җавабкарлиққа тартилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر