чеградин соқунуп киришкә урунған 2 террорчи қолға чүшти
шанлиурфада чеградин соқунуп керишкә урунған 2 террорчи назарәткә елинди.
1031842
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә аманлиқни сақлаш қисимлири сүрийәниң рәсуләйн районидин 2 кишиниң чеградин қанунсиз өтүшкә урниватқанлиқини байқиди.
районға әвәтилгән әтрәт бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ п й д әзаси икки террорчини тутуп назарәткә алди.
террорчилар чегра сақчиханисидики рәсмийәтлири тамамланғандин кейин, әдлийә органлириға тапшуруп берилди.