чәт әл рәһбәрлири әрдоғанни тәбриклиди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни сайламдики ғәлибиси мунасивити билән тәбриклиди.

998761
чәт әл рәһбәрлири әрдоғанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимисидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, пирезидент илһам әлийев җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, "сайламдики зор ғәлибиси" мунасивити билән тәбриклигән.

телефон сөһбитидә мундақ дейилгән:

"рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә түркийә техиму тәрәққий қилди, иқтисадий саһәдә зор ғәлибиләрни қолға кәлтүрди, хәлқара сәһниләрдики орни техиму күчләнди."

рәҗәп таййип әрдоғанму әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң бу қетимқи сайламға әһмийәт бәргәнликигә вә тәбриклири үчүн тәшәккүр ейтқан.

пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас, боснийә-гертсеговинаниң дөләт пирезидентлиқ мәһкимиси кеңишиниң башлиқи бәкир иззәтбегович, албанийә пирезиденти әди рама вә венгрийә пирезиденти виктор орбан, пакистан пирезиденти мәмнун һүсәйин, өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев, қатар әмири тәмим бин һамад әссани, судан пирезиденти өмәр әлбәшир, сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ, македонийә пирезиденти җорҗ иванов вә күвәйт әмири сабаһ әләһмәт әлҗабир әлсабаһ қатарлиқ рәһбәрләр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип тәбриклигән.

түркийәдики әрмәнләр патриклири вәкили арам атәшйан, әрмән католиклириниң руһани рәһбири левон зәкийан, әрмән вәхпилири бирликиниң рәиси бәдрос шириноғлу, йәһудийлар һаһамбаши исһақ һалейа, түркийә йәһудийлири җамаитиниң рәиси исһақ ибраһимзадә қатарлиқ кишиләрму рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر