әрдоған: дунйа йадро қораллиридин тазилиниши керәк

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әнәниви баш әлчиләр иптар зийапитидә, пүткүл дунйаниң йадро қораллиридин тазилиниши керәкликини ейтти.

976219
әрдоған: дунйа йадро қораллиридин тазилиниши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси һәмдә адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоған партийә мәркизидә берилгән "әнәниви баш әлчиләр иптар зийапити" дә сөз қилди. у омумий еқим йүзлинишини асас қилған ички вә ташқи сийасәтниң ғәрб дөләтлирини өз ичигә алған һалда дунйадики нурғунлиған дөләтләрни техиму көп әсир еливалғанлиқини қәйт қилди. у мундақ деди:

"болупму дунйави тинчлиққа зийан бәргән вәйран қилиш характерлик ташқи сийасәт қаришиниң көзгә көрүнгән бирси <иран йадро келишими> вә <қуддус мәсилисидә бесилған қәдәм> дур."

у түркийәниң йадро енергийәсидин тинчлиқ мәқситидә пайдилинишни ахирғичә қоғдайдиғанлиқини тәкитләп: "һәммә дөләтниң буниңда һәққи бар дәп ойлаймиз, енергийә еһтийаҗини бу йолдин қамдашни халиған дөләтниң һәқ-һоқуқиға, һәммә киши һөрмәт қилиши керәк дәп ишинимиз" деди.

рәҗәп таййип әрдоған йәнә мундақ деди:

"дунйадики 31 дөләттә бар болған 450 йадро електир истансиси биз үчүн қандақ тәһдит болмиса, қаттиқ тәкшүрүлгән муддәттә башқиларниңму тәһдит болмайду. дөлитимиз вә районимиз үчүн ейтқанда, әсли тәһдит йадро қораллиридур. оттура шәрқ алди билән бу қораллардин тазилиниши керәк, гәпни техиму кеңәйтип дегәндә, дунйа йадро қораллиридин тазилиниши керәк."

у қолида 15 миңдин артуқ йадро оқ беши сақлиғанларниң дунйаға тәһдит селиватқанлиқини әскәртип: "улар наһайити хатирҗәм һалда бу қоралларни ишләткән чағда, йадро қорали болған башқа дөләтләр немишқа уларға тәһдит болсун. әгәр адил муамилә қилсақ, мәсилигә адиллиқ билән қарисақ, йадро қоралиға игә икәнлики билингән дөләтләрниң йадро електир истансисини тәһдит дәп көрситишиниң, хәлқара җәмийәттә һечқандақ ишәнчилик орни йоқ. биз түркийә болуш сүпитидә, иран йадро мәсилисини өз ичигә алған йолиға киргән киризисларниң қайтидин көптүрүлүшини қобул қилмаймиз. американиң иран билән түзүлгән йадро келишимидин чекиниш қарариға қарши имза қойған башқа дөләтләрниң келишимгә садиқ болидиғанлиқлирини елан қилишини интайин иҗабий дәп қараймиз" деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر