варна башлиқлар йиғини вә арқа көрүнүши

варна башлиқлар йиғини вә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири.

945611
варна башлиқлар йиғини вә арқа көрүнүши

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити рәһбәрлири билән йавропа иттипақи рәһбәрлири булғарийәниң варна шәһиридә чақирилған башлиқлар йиғинида бир йәргә җәм болди. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, варна башлиқлар йиғини вә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә тохтилип өтимиз.

булғарийәниң варна шәһиридә чақирилған башлиқлар йиғинида, түркийә җумһурийити билән йавропа иттипақи рәһбәрлири бир йәргә җәм болди. йиғинға түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи доналд такс, йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи җан килод йункер вә саһибхан дөләт булғарийә баш министири бойко борисов қатарлиқлар иштирак қилди.

йиғин узундин буйан бир изда тохтап қалған түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиригә нисбәтән муһим иди. дәрвәқә, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлириниң қайтидин көздин кәчүрүлүши, икки тәрәп оттурисидики сақлиниватқан мәсилиләрниң бирдәклик һасил қилинған саһәләрниң бир четигә қайрип қойулуши нишан қилинивататти. йиғинда, йавропа иттипақи түркийәдин немиләрни күтидиғанлиқини, түркийәму йавропа иттипақидин немиләрни күтидиғанлиқини алий дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәсидә очуқ - ашкара һалда оттуриға қойди.

һәммигә мәлумки, йавропа иттипақи комитетиниң 2016 – йили елан қилған доклати түркийәниң наразилиқини қозғиғаниди. бир тәрәплимилик қарашқа асасән тәййарланған бу доклатта, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлириниң бир изда тохтап қелишиниң җавабкари түркийә иди. йәнә бир тәрәптин, йавропа иттипақи комитети илгири вәдә бәргән болушиға қаримай, түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиши мәсилисидә йавропа иттипақиниң қачан һәрикәткә өтидиғанлиқи тоғрулуқ вақит тохтатмиғаниди. буниңдин башқа йәнә, 15 – ийул һәрбий исйан урунуши вә демократийә үчүн қилиниватқан  күрәшкә қарита худди адәттики бир вәқәдәклә позитсийә тутқаниди. 2016 – йилқи тәрәққийат доклатиниң мәзмуни түркийәниң наразилиқини қозғиғандин кейин, йавропа иттипақи комитети 2017 – йили елан қилмақчи болған тәрәққийат доклатини тоңлитип қойди. шуниң билән, түркийә «йавропа иттипақиға әзалиққа намзат дөләт» дәп елан қилинған 1999 – йилдин буйан тунҗи қетим (башқа намзат дөләтләрниң дәл әксичә)  түркийәгә алақидар йиллиқ доклат комитет тәрипидин елан қилинмиди.

ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә асасланғанда, икки мәсилә йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддисини тәшкил қилған.

биринчиси, түркийәниң алдинқи йили йавропа иттипақиға сунған таможна беҗи иттипақида ислаһат елип бериш тәклипи мәсилиси. таможна беҗи иттипақи қурулған 1996 – йили 1 – йанвардин буйан хәлқаралиқ сода ишлирида вә йавропа иттипақиниң үчинчи дөләтләр билән болған сода мунасивәтлиридә йеңи әһваллар оттуриға чиқти. бу йеңи әһваллар түркийә буниңдин 22 йил бурун «әвзәллик» сүпитидә қобул қилған һөкүмләрни мәнисиз қилди. йавропа иттипақи түркийәдин хелила кейин әркин сода мунасивити орнатқан бәзи дөләтләргә бәргән һәқ – һоқуқлар, таможна беҗи иттипақиға әза болған түркийәниңкидин зор дәриҗидә ешип кәтти. бу әһвалму таможна беҗи иттипақиниң низамнамилиридә ислаһат елип берилиш еһтийаҗини туғдурди.

йиғинниң иккинчи муһим күнтәртип маддиси болса, түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиш мәсилиси иди. түркийә қайта қобул қилиш келишимини имзалаш вә керәклик тәдбирләрни елиш арқилиқ йавропа иттипақи дөләтлиригә көчмән еқининиң тохтишида әң зор төһпиләрни қошқан дөләт болди. шундақтиму, йавропа иттипақи вәдисидә турмайватиду, түркийә пуқралиридин виза елиш сийаситини изчил йолға қойуватиду.

түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида пат йеқинда һәл қилиниши мумкин болмайдиған нурғун мәсилиләр вә пикир ихтилаплири бар. шуңа, мунасивәтләр буниңдин кейинки басқучтиму давамлиқ давалғуш һалитидә болиду, дейиш мумкин. нөвәттә түркийә йавропа иттипақиниң муһим истиратегийәлик һәмраһи һесаблиниду. һәр икки актийорни бирләштүргән көплигән истиратегийәлик ортақ мәнпәәтләр бар. бирақ йавропа иттипақи узун йиллар мабәйнидә түркийә билән өзини бирләштүргән ортақ нуқтиларни алдинқи пиланға чиқиришта мувәппәқийәт қазиналмиди.

бүгүнки күндә бундақ сәлбий мәнзиригә қаримай йеқинқи мәзгилдә йавропа иттипақидин вә иттипаққа әза бәзи дөләтләрдин кәлгән сигналлар, йавропа иттипақиниң түркийәгә тутуватқан позитсийәсиниң өзгиришкә башлиғанлиқини көрситиду. бу нуқтида, түркийәниң  русийә билән сүрийәдә һәмкарлиқ орнитиши, «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитиниң ғәлибиси, русийәдин «400 - с» башқурулидиған бомба һава мудапиәси системиси сетивелиш қарари қатарлиқлар йавропаниң түркийәгә қарита позитсийәсиниң өзгиришкә башлишиға сәвәб болған муһим амиллар һесаблиниду. түркийә русийә билән йеқинлишиватқан, америка қошма иштатлиридин йирақлишиватқан бир пәйттә, йавропа иттипақи түркийәниң ташқи сийаситидә тәңпуңлуқни сақлаш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.

йәнә бир тәрәптин, түркийә йавропа иттипақиға нисбәтән һәқиқәтән муһим бир дөләт болса (әгәр йавропа иттипақи түркийәниң русийәгә йаки башқа бир дөләткә йеқинлишишини халимиса), ундақта, түркийә пуқралириға қарита визисиз сайаһәт сийаситини йолға қойуши, көчмәнләргә йардәм бериш қатарлиқ мәсилиләрдә бәргән вәдилиригә әмәл қилиши лазим, шуниң билән бир вақитта, түркийәниң бихәтәрлик мәнпәәтлиригә сәзгүр муамилә қилиши вә әһмийәт бериши керәк.

түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң варна башлиқлар йиғинида намайән қилған позитсийәси интайин мәниликтур. әрдоған йиғиндин кейин бәргән байанатида, йавропа иттипақиниң түркийәгә қойған тәләплири һәққидә һеч тохталмиди, әксичә, түркийәниң қарашлирини, тәләплирини вә түркийә билән йавропа иттипақиниң йеңи бир дәвргә қәдәм қойушиниң шәртлирини оттурға қойди.

әгәр йавропа иттипақи түркийәниң тәләплирини қандурмиса, түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мәсилисиниң әң муһим күнтәртип маддиси әмәсликини тәхмин қилиш үчүн мунәҗҗим болуш керәк әмәс. чүнки, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири күнсери кәйнигә чекинмәктә вә йавропа иттипақи түркийәгә нисбәтән бир нишан болуштин йирақлашмақта.

түркийә 1974 – йилқи «қибрис тинчлиқ һәрикити» басқучиниму өз ичигә алған һечқандақ бир тарихий дәврдә һазирқидәк йөнилишини ғәрбтин өзгәрткән әмәс. шуниң билән бир вақитта, түркийә җамаәтчиликиму ғәрбтин йирақлишишқа бунчилик қайил болған әмәс. шуңа, нөвәттә бу һәқтә қарар чиқиришқа тегишлик тәрәп түркийә әмәс, әксичә йавропа иттипақидур. җүмлидин, йавропа иттипақи мундақ қарар чиқириши керәк: «йәр шари характерлик дәриҗидин ташқири күч болушни халамдуқ? йаки пәқәт районлуқ бир күч сүпитидила өз мәвҗудйитимизни давамлаштурушни халамдуқ?»

әгәр йавропа иттипақи һәқиқәтәнму йәр шари характерлик дәриҗидин ташқири күч болушни халиса, ундақта, түркийә билән бир гәвдилишиши шәрт. әгәр пәқәт районлуқ бир күч сүпитидила өз мәвҗудйитини давамлаштурушни халиса, ундақта, түркийәгә қарита қош өлчәмлик сийаситини давамлаштурса болиду. лекин, йавропа иттипақиниң бундақ қош өлчәмлик сийасити вә икки йүзлимилик позитсийәсигә қарита түркийәниң қилини тәвритипму қоймайдиғанлиқини билиши лазим.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر