зәйтун шехи һәрбий һәрикити төтинчи күнигә қәдәм қойди

түркийә армийәсиниң сүрийәниң африн районидики террорчиларға зәрбә бериш мәқситидә башлиған «зәйтун шехи һәрбий һәрикити» төтинчи күнигә қәдәм қойди.

895068
зәйтун шехи һәрбий һәрикити төтинчи күнигә қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: әркин сүрийә армийәси тәрипидин қоллап – қуввәтлиниватқан түркийә армийәси, түнүгүн азәз базиридин һәрбий һәрикәт башлап, истратегийәлик әһмийәткә игә бурсәйа теғини қолға киргүзгәниди. әскәрләр билән тағниң у тәрипидики террорчилар арисида чиққан тоқунуш болса, давам қилмақта.

чегра бойидики зәмбирәкчи қисимлар райондики нишанларни топқа тутушни давамлаштурмақта.

районниң тазилиниши билән, түркийәниң чегра бойи шундақла азәз вә униң әтрапидики сүрийәлик пуқраларниң бихәтәрликигә болған тәһдитләрниң азийидиғанлиқи қәйт қилинди.

зәйтун шехи һәрбий һәрикити даирисидә һазирғичә 170 тин артуқ нишанниң йоқитип ташланғанлиқи билдүрүлди.

түнүгүн елан қилинған әң йеңи байанатқа асасланғанда, 3 нуқта террорлуқ тәшкилатидин қутқузулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر