түркийә чехийә авам палатасиниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә, чехийә (чех) җумһурийити авам палатасиниң 25 – апрелда қобул қилған «1915 – йил вәқәлири» гә алақидар «қирғинчилиқ» қарарини қаттиқ әйиблиди вә рәт қилди.

721261
түркийә чехийә авам палатасиниң қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, чехийә пирезиденти милос земанниң «1915 – йил вәқәлири» тоғрисида дөлитидики әрмәнләрниң дәвалирини чиқиш қилип йазған еғир тутруқсизлиқлар билән мәктупиниңму әпсуслиниш пәйда қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, «пирезидент земан мәктупида, бир тәрәптин тарихниң сийасәтчиләр тәрипидин изаһланмаслиқи керәкликини, сийасәтчиләрниң тарихий вәқәләрни сийасий мәнпәәтлири үчүн суйиистемал қилғанлиқини әскәртип, өтмүшниң алди билән тарихчилар тәрипидин тәтқиқ қилиниши вә изаһлиниши керәкликини тәкитлисә, йәнә бир тәрәптин, өз сөзлиригә зит һалда, 1915 – йили вәқәлири тоғрисида сийасий мулаһизиләрни оттуриға қойди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта йәнә, «тарихий арқа көрүнүш вә қанун пиринсиплириға очуқ – ашкара зит болған мәзкур сийасий һәрикәткә қарши наразилиқ» ниң чехийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчисигә йәткүзүлгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر