түркийәниң иқтисадий тәрәққийати вә 20 дөләт гуруһи

20 дөләт гуруһиниң түркийәниң иқтисадий тәрәққийатиға вә ташқи сийаситигә болған тәсирлири.

1067891
түркийәниң иқтисадий тәрәққийати вә 20 дөләт гуруһи

түркийә авази радийоси: түркийә иқтисадий хирислар вә пурсәтләр ичидә туруватқан шу күнләрдә, түркийәгә нисбәтән 20 дөләт гуруһи муһим бир нуқтиийнәзәрни сунмақта. бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, 20 дөләт гуруһиниң түркийәниң иқтисадий тәрәққийатиға вә ташқи сийаситигә болған тәсирлири һәққидә тохтилип өтимиз.  

түркийә җумһурийити районлуқ вә йәр шари характерлик сәвийәдә җиддий хирислар вә пурсәтләр ичидә туруватқан йеқинқи мәзгилдә, түркийәниң 20 дөләт гуруһи дөләтлиригә қарита нуқтиийнириниң маһийити наһайити зор әһмийәткә игә. иқтисадий тәрәққийатниң келәчики тоғрулуқ муһим қарарлар чиқириливатқан шу күнләрдә, дипломатийәниң охшимиған хизмәтлиридин бири түркийә тәрипидин ишқа ашурулмақта.

һәммигә мәлумки, йеқинда 20 дөләт гуруһи дөләтлириниң малийә министирлири вә мәркәз банкилири башлиқлири йиғини аргентинаниң пайтәхти буенус айреста ийулда ейида чақирилди. дунйа бойичә иқтисадий әң күчлүк 20 дөләтниң малийә министирлири билән мәркәз банкилириниң башлиқлирини бир йәргә җәм қилған йиғин уда икки күн давамлашти.

түркийәгә вәкалитән хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ билән мәркәз банкисиниң башлиқи мурат чәтинкайа иштирак қилған йиғинға, 20 дөләт гуруһи дөләтлириниң һәйитидин сирт йәнә, хәлқара пул фонди тәшкилати, дунйа банкиси вә иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ чоң – чоң хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллириму қатнашти.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң йавропа иттипақи, канада, мексика вә хитай қатарлиқ көплигән әзаларни һуҗум нишани қилип, қошумчә таможна беҗи вә «қисасқа қарши қисас елиш» сийаситини йолға қойушидин кейин, дунйа иқтисадиниң % 85 тини тәшкил қилидиған 20 дөләт гуруһи дөләтлириниң вәкиллирини бир йәргә җәм қилған йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддиси «барғансери зорийиватқан сода сүркилишлири» болди.

буниңдин башқа йәнә, йиғинда, шифирлиқ пуллар, баҗ башқуруш вә сүний әқлий иқтидар дәвридә талантлиқ йашларни ишқа орунлаштуруш қатарлиқ темиларму музакирә қилинди.

ундақта, иқтисад вә сийасәтниң әһмийити адәттин ташқири дәриҗидә зорийиватқан шу күнләрдә, 20 дөләт гуруһиниң әһмийити немә? 20 дөләт гуруһиниң түркийә үчүн болған әһмийитичу?

20 дөләт гуруһи 1999 – йили 26 – сентәбир күни 7 дөләт гуруһи малийә министирлири йиғинида қурулди. 20 дөләт гуруһи, дунйа бойичә әң тәрәққий тапқан вә тәрәққий қиливатқан дөләтләр билән йавропа иттипақи вәклини бир йәргә җәм қилған хәлқаралиқ тәшкилаттур.

 20 дөләт гуруһиниң башлиқлар йиғинлирида, хәлқаралиқ пул – муамилә муқимлиқини күчәйтишкә алақидар музакириләр елип берилиду һәм хизмәтләр ишлиниду. бу тәшкилатқа әза дөләтләр дунйаниң ишләпчиқириш омумий қиммитиниң бәштин төтини, содиниң болса төттин үчини тәшкил қилиду.

нөвәттә 20 дөләт гуруһи пәқәт пул вә малийәгә алақидар сийасәтләрни йолға қойуш биләнла чәкләнмәстин, йәнә, енергийә, сода вә селинмиларни өз ичигә алған кәң саһәдә кеңәш муһитиму йаратмақта. бу мунбәрдә болупму 20 дөләт гуруһи рәһбәрлириниң мутәхәссислири бир йәргә җәм болмақта, бу арқилиқ һөкүмәтләр ара маслишиштин сирт йәнә, өзара пикир алмаштурулидиған муһит йаритилмақта.

20 дөләт гуруһи « BrettonWoods» системисиниң тәшкилатлири һесаблинидиған хәлқара пул фонди тәшкилати билән дунйа банкисиниң йеңи хәлқаралиқ тәртиптә йетәрсиз қелиши нәтиҗисидә, бу тәшкилатларда ислаһат елип бериш вә техиму кәң даирилик бир мунбәр шәкилләндүрүш тиришчанлиқи нәтиҗисидә оттуриға чиқти.

һәммигә мәлумки, 20 дөләт гуруһиниң рәсмий қарар мақуллаш миханизми йоқтур. шуңа, һәр бир әза дөләт өз қарашлири вә  мурәссәчилик пиринсипиға асасән һәрикәт қилиду. дәрвәқә, 20 дөләт гуруһи өзини «йәр шари характерлик иқтисадий мәсилиләрдә илмий бәс – муназириләр елип берилидиған ғәйрий рәсмий бир мунбәр» дәп атайду.

һәр йили чақирилидиған башлиқлар йиғинидин кейин, әза дөләтләрниң пикир – тәләплиригә асасән байаннамә елан қилиниду. бу арқилиқ әза дөләтләр байаннамидә оттуриға қойулған нишанларни ишқа ашуруш үчүн вәдә бәргән болиду.

көп сандики хәлқаралиқ тәшкилатларнң дәл әксичә, 20 дөләт гуруһиниң нә даимий хизмәтчи – хадими, нә баш катипи йоқтур. тәшкилат нөвәтчи рәислик түзүмигә асасән башқурулиду. нөвәтчи рәисләр адәттә башлиқлар йиғининиң темилирини вә нутуқ сөзлигүчилирини бәлгиләйду.

20 дөләт гуруһиниң мунасивәтлик гуруппилириму бар. мәсилән, чүшәнчә тәшкилатлирини бир йәргә җәм қилған «20 – т гуруһи», меһнәткәшләр гуруппилирини бир йәргә җәм қилған «20 – л гуруһи», йашлар тәшкилатлирини бир йәргә җәм қилған «20 – й гуруһи» дегәндәк.

түркийә 2015 – йилдики нөвәтчи рәислики җәрйанида айалларниң һәқ – һоқуқлрини қоғдаш тәшкилатлирини бир йәргә җәм қилған «20 – в гуруһи» ни қурди.

түркийә, һәм тәрәққий тапқан һәм тәрәққий қиливатқан әң күчлүк дөләтләрни өз ичигә алғанлиқи үчүн, «20 дөләт гуруһи вәкиллик қилиш күчи әң йүксәк тәшкилат», шундақла, «20 дөләт гуруһини иқтисадий һәмкарлиқ вә маслиқ җәһәттин әң уйғун мунбәр» дәп қарайду. шу вәҗидин, 20 дөләт гуруһиниң барлиқ паалийәтлири һәм йиғинлириға наһайити зор әһмийәт берип, алий дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәсидә қатнишиду, һәмдә пиринсиплириға изчил риайә қилиду. шуниң билән бир вақитта, йәр шари характерлик иқтисадий учур – алақини күчәйтиш җәһәттин 20 дөләт гуруһиниң ролини зорайтиш үчүн ғәйрәт көрситиду, паалийәтлиригә актип қатнишиду.

түркийә 2014 – йили 1 – декабир күни өткүзүвалған 20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини 2015 – йили 15 – 16 – нойабир күнлири анталйада чақирилған башлиқлар йиғинида тамамлиди. 20 дөләт гуруһиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини 2015 – йили 1 – декабир күни хитай өткүзүвалди.

дунйаниң иқтисадий тәртипи қайтидин пиланлиниватқан һалқилиқ бир пәйттә, түркийә алдинқи дәврләрдикидин пәрқлиқ һалда бир чәттә қарап туруватқини йоқ. 20 дөләт гуруһиниң муһим бир әзаси болған түркийә нөвәттә дунйадики әң муһим дөләткә айланди. бу нуқтидин елип ейтқанда, йавропа иттипақи билән давамлишиватқан әзалиқ музакирилириму наһайити зор әһмийәткә игә.

йавропадики хусусий карханиларниң пат - пат тәклитләп келиватқинидәк,  йәр шари характерлик риқабәт күчи йүксәк болған бир йавропа үчүн түркийәниң әзалиқи қошидиған һәссә наһайити муһимдур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر