түркийәниң русийәдин башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелиши вә ғәрбниң етиразлири

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, җәмил доғач ипәкниң, «түркийәниң русийәдин башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелиши вә ғәрбниң етиразлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлишимиз.

787195
түркийәниң русийәдин башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелиши вә ғәрбниң етиразлири

түркийә авази радийоси: түркийә һава мудапиәсини күчәйтиш үчүн, русийәдин S-400 типлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системилирини сетивелишни ойлашмақта. бу әһвалға түркийәниң ғәрблик иттипақдашлири наразилиқ билдүрмәктә. бу җәһәттә техиму ичкириләп мәлуматқа игә болуш үчүн, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «түркийәниң русийәдин башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелиши вә ғәрбниң етиразлири» мавзулуқ анализини силәр билән ортақлишимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

сүрийәдики қалаймиқанчилиқ вә тоқунушниң ички урушқа айлинип кетиши, ирақ вә сүрийәдә даеш вә п к к ға охшаш террорлуқ тәшкилатлириниң мәвҗудийити, қошна районлардики киризис мумкинчиликлири, түркийәниң һава мудапиә системиси һәққидә ойлинишиға вә буниңға алақидар паалийәтлириниң сүритини ашурушиға сәвәб болди. қошна районлардики еғир хәвпләр, түркийәниң ракетамийот вә башқурулидиған бомба системилири шундақла химийәлик қоралларға қарши һәр хил чарә – тәдбирләрни йолға қойушини тәхирсиз һалға кәлтүрди. нөвәттә, түркийәниң мудапиә сийаситини асаслиқи мушу хил қайғу, мушундақ әндишиләр бәлгилимәктә.

шималий атлантик әһди тәшкилати – натоға әза түркийә, сүрийә киризиси түпәйли башқурулидиған бомба тәһдитигә дуч кәлгән болсиму, натониң вәтәнпәрвәр намлиқ һава мудапиә системилири түркийәгә наһайити кечикип кәлтүрүлди. испанийә билән италийәдин башқа дөләтләр батарийәлирини пурситини тепипла йөткәп кетишти. нөвәттә п к к / п й д / й п г ниң қолида нато мәнбәлик еғир / йеник типлиқ қораллар бар. натониң қораллири ичидики һәрбий партлатқучлар террорчилар тәрипидин истанбулниң мәркизидә ишлитилди. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийулдики қанлиқ һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитигә қарита ғәрб әллири җиддий дегүдәк наразилиқ билдүрмиди. мана мушуниңға охшаш әһваллар түркийәниң мәҗбурий һалда тәңдаш йолларни издишигә түрткә болди.

русийәниң оттуриға қойған тәклип баһасини төвәнлитиши, түркийә – русийә арисидики мунасивәтләрниң йахшилиниши вә ғәрблик иттипақдашлириниң һалқилиқ мәсилиләрдә түркийәгә һәмнәпәс болмаслиқи дегәндәк сәвәбләр түпәйли, нөвәттә русийәниң S-400 типлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системилири түркийә үчүн тунҗи таллаш болмақта. ғәрб әллириниң, түркийәниң русийәдин S-400 типлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системилирини сетивелиш пиланиға қарита қаттиқ әйибләш вә агаһландурушлириниң салмиқи йеқинқи һәптиләрдә хелила еғирлашти. мушуниңға охшаш әһвал, буниңдин пәқәт бир қанчә йил илгири түркийә бир хитай ширкити билән һава мудапиә системиси сетивелиш тоғрисида музакирә өткүзүшкә башлиғандиму йүз бәргәниди.

түрк әмәлдарларниң әтраплиқ техникилиқ байанатлири, S-400 типлиқ башқурулидиған бомба һава мудапиә системисиниң нато үчүн хәвпсизлик бошлуқи йаратмайдиғанлиқини тәкитлимәктә. түркийәниң ғәрблик иттипақдашлириниң етиразлириниң түп сәвәби, техникилиқ болуштинму бәкрәк сийасий арқа көрүнүшкә игидәк қилиду. чүнки, йәнә шу ғәрблик иттипақдашлар, гиретсийә русийәдин сетивалған S-300 ләрни өзиниң миллий һава мудапиә системисиға маслаштурушни қарар қилғанда вә «ақ бүркүт-2013» һәрбий маневири әснасида, S-300 ләрни ишләткән чағда бундақ етиразларни билдүрмигәниди.

түркийәниң русийәдин S-400 сетивелиши, түркийәни башқуруватқанлар қанчә қетим оттуриға қойуп өткәндәк, җиддий һәрикәт еһтийаҗини қамдашни нишан қилидиған бир қәдәм. йеқинқи мәзгилләрдә түркийәниң нато вә болупму америка қошма иштатлири билән ташқи сийасәт вә һәрбий бихәтәрлик мәнпәәтлири вә алдинқи пиландики ишлириниң бир – биригә мас кәлмәйватқанлиқи һәммигә мәлумлуқ бир һәқиқәт. йәнә бир тәрәптин, русийә билән түркийә арисидики мәвҗут йахши мунасивәтләрму бир күни бузулуши мумкин. шуниң үчүн, түркийәниң мудапиә методлири вә иттипақдашлирини көп хиллаштуруши өзи үчүн нормал әһвал. түркийәниң қошна районлардин кәлгән очуқ вә йеқин тәһдитләргә қарита сүкүт қилип турушини тәсәввур қилиш мумкин әмәс. шуңа, түркийәниң өзини бир һава мудапиә системиси билән қоралландурушиға нормал қараш лазим. бу пәқәт қисқа вақит ичидә чоң тәминлигүчи тәрәпләрдин һава мудапиә системисини сетивелиш арқилиқла мумкин болиду. сани дегәндәк көп болмиған чоң тәминлигүчи тәрәпләрниң ғәрбкә мәнсуплири, түркийә билән технологийә алмаштурушқа рухсәт қилмиғанлиқи үчүн, түркийәниң қолида русийә билән хитайдин башқа таллаш йоли қалмайду. әлвәттә бу, қисқа мәзгиллик бир чарә. узун мәзгилдә түркийә мудапиә санаитиниң өзини илғар пән – техникилиқ ишләпчиқириш сәвийәсигә көтүрүши вә түркийәниң бу әшйаларни өзи ишләпчиқириши шәрттур.

түркийәниң S-400 сетивелиш қарариға натониң наразилиқ билдүридиғанлиқи күтүлүватқан бир иш иди. нато, S-400 системисиниң өз системисиға маслаштурулушиниму қобул қилмаслиқи мумкин. бундақ болғанда, түркийә бу системини нато системисидин мустәқил һалда, пәқәт өзи туруватқан җайни қоғдайдиған шәкилдә орунлаштуриду. бирақ, нөвәттә түркийәниң пүткүл һава мудапиә хизмәтлири вә мудапиә қурулмиси нато билән маслаштурулған һаләттә болғанлиқи үчүн, дәсләпки қәдәмдә еғир мәсилиләр көрүлүши мумкин. әгәр нато билән америка қошма иштатлири, түркийәниң бу хил тәңдаш йолларни издишидин биарамлиқ һес қилса, районда қобул қилишқа болидиған бир күч мувазинити шәкилләндүрүш үчүн, түркийәниң әндишилирини чүшинип йетиши вә түркийә билән бирликтә һәрикәт қилиши лазим.

түркийәгә қошна кавказийә, балқан райони, оттура шәрқ дегәндәк җайлар йеқинқи бир әсирдә нурғун тоқунуш, киризис вә урушни баштин кәчүрди. буларниң ичидә дөләтләр ара урушларму, арилаш урушларму бар. түркийә һазирму кәң кәткән бир районда һәр хил тәһдитләргә дуч кәлмәктә؛ шуниң үчүн, болупму 15 – ийулдин кейинки мусапидә әтраплиқ вә маһийәтлик мудапиә вә хәвпсизлик җәһәттә йеңилинишни нишан қилмақта. түркийәниң ғәрблик иттипақдашлириниңму бу әһвални тонуп йетип, иттипақдашлиқ тәқәзза қилидиған қәдәмләрни ташлиши икки тәрәп мунасивәтлириниң келәчики нуқтисидин муһим орунда туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر