түркийә йунеско мәдәнийәт мираслири комитетиниң әзалиқиға сайланди

түркийә б д т маарип, илим – пән вә мәдәнийәт тәшкилати - йунеско (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираслири комитетиниң әзалиқиға сайланди.

2067939
түркийә йунеско мәдәнийәт мираслири комитетиниң әзалиқиға сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«түркийә б д т маарип, илим – пән вә мәдәнийәт тәшкилати - йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири комитетиниң әзалиқиға сайланди.»

«түркийә төт йиллиқ әзалиқ мәзгилидә, дунйа мәдәнийәт мираслири  әһдинамисиниң иҗраийә оргини болған вә һәр йили бир қетим йиғин чақиридиған дунйа мәдәнийәт мираслири комитети йиғинлирида, комитетниң башқа әзалири билән бирликтә, дунйа мираслири тизимликидики кандидатлар һәққидә қарар чиқириш җәрйанида сөз саһиби болиду. дөлитимиз 1983 – 1989 – йиллири, шундақла 2013 – 2017 – йиллириму  комитеттин орун алғаниди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر