пирәвнниң табути парижда көргәзмә қилиниду

мисирдики пирәвн 2-рамсесниң табути фирансийә пайтәхти парижда бәш ай көргәзмә қилиниду.

1969610
пирәвнниң табути парижда көргәзмә қилиниду
firavun 2.ramses.jpg
firavun ramses.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: мисирниң парижда турушлуқ баш әлчиси ала йусуф рамсесниң табутиниң парижға елип келингәнликини билдүрди.

бу табутниң мисир тәрипидин париждики бир залда уйуштурулған бәш ай давамлишидиған көргәзмигә қойулғанлиқини билдүрүп: «2-рамсес  қәдимки мисир тарихидики әң күчлүк вә әң даңлиқ пирәвн дәп билиниду» деди.

у 2-рамсесниң табуни 1976-йилиму парижда көргәзмигә қойулғанлиқини билдүрүп, бу табутниң тәхминән йерим әсирдин кейин қайтидин бу шәһәргә кәлтүрүлгәнликини қәйт қилди.

мисир ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, 2-рамсесниң тахтайдин йасалған табутиниң париждики көргәзмә залиға қойулғанлиқи вә бәш ай давамлишидиған көргәзминиң 6-апрелда ечилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, көргәзминиң «рамсес вә пирәвнләрниң алтуни» намида ечилидиғанлиқини, көргәзмидә мисирниң алтун тарихи әсириниң қойулидиғанлиқи қәйт қилинди.

мисир министирлар кеңиши йанварда (2023) парижда көргәзмә қилинидиған әсәрләр арисида 2-рамсесниң табутиниң болушини тәстиқлиған иди.

20 йашлирида тәхткә чиққан рамсес мисирда әйса пәйғәмбәрдин илгири миладидин бурунқи 1213-йилдин миладидин бурунқи 1279-йилғичә һөкүмранлиқ қилған. йәһудийларниң мисирдин исираилийәгә көчүшигә сәвәб болған дәп қарилидиған рамсес, дунйаға даңлиқ абу симбел ибадәтханиси қатарлиқ нурғун сарай вә ибадәтханиларни салдурған иди.

2-рамсесниң 1881-йили тепилған табути пайтәхт қаһирәдики мисир дөләтлик музейида көргәзмә қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر