әрдоған: мәдәнийәт-сәнәттә техиму чоң мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «мәдәнийәт вә сәнәт саһәсидә, дөләт вә хәлқ болуш сүпитимиз билән техиму чоң мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүридиғанлиқимизға ишинимиз» деди.

1937408
әрдоған: мәдәнийәт-сәнәттә техиму чоң мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүримиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқиниң алаһидә мукапатлири тарқитиш мурасимида сөз қилди.

у: «түркийә хәлқи болуш сүпитимиз билән, бизниң әсирләрдин бери мәвҗут болуп туралишимизниң асаслиқ сәвәби мәдәнийәт җәһәттики чоңқурлуқимиздур. дөләт мудапиәсидә, иқтисадта, һәрбий ишларда, дипломатийәдә вә башқа саһәләрдә қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләрниң узун муддәтлик болушиму йәнә мәдәнийәт-сәнәткә бағлиқ. мәдәнийәт-сәнәт саһәсидә мирасхорлуқ зәнҗирлири үзүп ташланғансери, дөләт вә хәлқ болуш сүпитимиз билән техиму чоң мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүридиғанлиқимизға ишинимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر