әрдоған сәнәткарларни мукапатлаш мурасимида сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бүйүк вә күчлүк түркийәниң тәңдашсиз инсан хәзиниси вә йүксәк қизғинлиқ сайисида қурулидиғанлиқини ейтти.

1761222
әрдоған сәнәткарларни мукапатлаш мурасимида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған түнүгүн пайтәхт әнқәрәдики бәштәпә хәлқ қурултийи вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән «тирик инсан хәзинилири — келәчиккә қалдурулған мирасларниң вәкиллири» мукапатлаш мурасимида сөз қилди.

түркийәниң 2003-йили б д т маарип, илим-пән, мәдәнийәт тәшкилати —йунеско тәрипидин қобул қилинған шәкилсиз мәдәнийәт мираслири келишимигә 2006 – йили қетилғанлиқини хатирилитип өткән җумһур рәис әрдоған, бәзи тәййарлиқ қәдәмлирини басқандин кейин, 2008 – йилидин башлап бу тизимликкә әң көп мәдәнийәт байлиқи тизимлатқан дөләтләрниң биригә айланғанлиқини ейтти.

түркийәниң шәкилсиз мәдәнийәт мираслири тизимликидики мәдәнийәт байлиқи саниниң 21 гә көпәйгәнликини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләрдә иттипақлиқ вә баравәрликниң интайин муһим рол ойниғанлиқини алаһидә тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «алдимиздики мәзгилдә устилиримиз вә сәнәткарлиримизниң нәччә йүз йиллиқ тәҗрибиниң мәһсули болған талантини сақлап қелишқа капаләтлик қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر