әрдоған: мәдәнийитимизгә хизмәт қилидиғанларни қоллаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң әнәнивий мәдәнийәт – сәнәт байлиқиға игә чиқишни нишан қилған барлиқ тиришчанлиқларни қоллап кәлгәнликлирини ейтти.

1759100
әрдоған: мәдәнийитимизгә хизмәт қилидиғанларни қоллаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбул сулайманиййәдики даруззийафәдә өткүзүлгән иккинчи нөвәтлик йәдитәпә биәналидә сөз қилди؛ « әнәнивий мәдәнийәт – сәнәт байлиқимизға игә чиқидиған, улар үстидә издинип келәчәккә йәткүзүшни мәқсәт қилған барлиқ тиришчанлиқларни қоллаймиз» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «мәдәнийәт – сәнәт җуғланмимизни йеңи әвладларни өз ичигә алған хәлқимизниң барлиқ мәнсуплириға йәткүзгәнгә қәдәр бу хил паалийәтләрни салмиқини ашурған һалда давамлаштурушимиз лазим. мәдәнийитимизгә, тарихимизға, күлтүр – сәнәт хәзинимизгә игә чиқиш, уларни техиму йүксәк нуқтиларға йәткүзүш үчүн бурчимизни сәмимийлик билән ада қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған йәнә: «һәр түрлүк еғиш, әхлақсизлиқни сәнәт нами астида нормаллаштурмақчи болған йошурун һуҗумларға қарши имканийәтлиримиз сәпәрвәр қилишимиз керәк» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر