америкада 4 сақчи вәзипә үстидә өлтүрүлди

америка қошма иштатлириниң шималий  каролина иштатида издәш – ахтурушқа барған өйдә қораллиқ һуҗумға учриған сақчилардин 4 и һайатидин айрилди, 4 и йариланди.

2133691
америкада 4 сақчи вәзипә үстидә өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: шарлот шәһиридә кәчқурун сот мәһкимисиниң қарариға асасән бир өйни ахтурушқа барған сақчилар қораллиқ һуҗумға учриди.

шарлот шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи җонний җенниңсниң бу һәқтә елан қилған байанатида билдүрүшичә, бир делоға четишлиқ җинайәт гумандари туруватқан өйни ахтурушқа барған сақчиларқораллиқ һуҗумға учриған, һуҗум җәрйанида 4 сақчи һайатидин айрилған, 4 и йариланған.

 сақчиларму зораванға тегишлик җаваб қайтурған, бу җәрйанда гумандарға оқ тегип өлгән.

вәқәдин кейин, кәң даирилик тәкшүрүшләр башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر