даеш афғанистанда сайаһәтчиләрни өлтүргәнликини елан қилди

террорлуқ тәшкилати даеш афғанистанниң бамйан өлкисидә үч испанийәлик сайаһәтчини қошқанда җәмий алтә киши қаза қилған қораллиқ һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алди.

2141637
даеш афғанистанда сайаһәтчиләрни өлтүргәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати даешниң иҗтимаий алақә һесабида елан қилинған йазмисда, 17 - майда бамйан өлкисидә сайаһәтчиләргә қаритилған қораллиқ һуҗумниң өзлири тәрипидин елип берилғанлиқи билдүрүлди.

17 - майда бамйан өлкисидики сайаһәт районлириға барған бир гуруппа сайаһәтчиләр қораллиқ һуҗумға учриған болуп, һуҗумда үч испанийәлик вә үч афғанистан пуқраси, җәмий алтә киши өлтүрүлгән иди

афғанистан вақитлиқ һөкүмити талибанниң ички ишлар министирлиқи байанатчиси абдулмәтин кани вәқәгә мунасивәтлик 7 гумандарниң қолға чүшкәнликини елан қилған иди



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر