исраилийәниң һуҗумлирида һайатидин айрилған пәләстинликләр сани 33970 кә йәтти

исраилийә армийәси 2023-йили 7-өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззә һуҗумлирида қаза қилған пәләстинликләр сани 33 миң 970 гә йәтти.

2129480
исраилийәниң һуҗумлирида һайатидин айрилған пәләстинликләр сани 33970 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи исраилийәниң 195 күндин буйан давамлаштуруватқан ғәззә һуҗумлири тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа қариғанда, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззә райониға қилған һуҗумида йәнә 71 пәләстинлик һайатидин айрилған, 106 пәләстинлик йариланған.

байанатқа қариғанда, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида қаза қилған пәләстинликләр сани 33970 кә, йариланғанлар сани 76770 кә йәткән.

байанатта йәнә, харабиликләрниң астида вә йол бойлирида қаза қилған кишиләрниң барлиқи, әмма исраилийә әскәрлириниң тосалғуси сәвәбидин, давалаш әтрити вә хәлқ мудапиә хадимлириниң җәсәтләрни йөткийәлмәйватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر