б д т исираилийәни агаһландурди

б д т инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катипи вә җиддий ишлар кординатори мартин грифитс (MartinGriffiths): «ғәззәгә техиму көп инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүш, рәфаһқа кәң көләмлик һуҗумни қанунлаштуруш мәнисини билдүрмәйду» деди.

2134094
б д т исираилийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катипи вә җиддий ишлар кординатори мартин грифитс исираилийәниң рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилиш еһтимали тоғрисида йазма байанат елан қилди.

у рәфаһқа һуҗум қилишниң, сөз билән ипадилигили болмайдиған ғайәт зор тирагедийәләргә сәвәб болидиғанлиқи тоғрисида агаһландуруп, пүткүл дунйаниң исираилийәни рәфаһқа һуҗум қилмаслиқ тоғрисида агаһландурғанлиқини, әмма һуҗумниң пат арида йүз бериш еһтимали барлиқини қәйт қилди.

у рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилишниң инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлириға еғир зәрбә беридиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«ачарчилиқ вә өлүмни йиңиш үчүн қаттиқ риқабәтлишиватимиз, әмма мәғлуб болдуқ. исираилийәниң йеңи өтүш нуқтилирини тәсис қилғанлиқини қизғин қарши алимиз. барлиқ инсанпәрвәрлик йардәмлирини тарқитиш ишлири қоғдилиши керәк. ғәззәгә техиму көп инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүш, рәфаһқа кәң көләмлик һуҗумни қанунлаштуруш мәнисини билдүрмәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر