германийәдә икки киши җасуслуқ җинайити билән әйиблинип қолға елинди

германийәдә икки киши чәт әлгә җасуслуқ қилиш җинайити билән әйиблинип қолға елинди.

2129451
германийәдә икки киши җасуслуқ җинайити билән әйиблинип қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә һәм германийә һәм русийә пуқраси болған икки киши чәт әл җасуслуқ оргиниға җасуслуқ қилғанлиқи сәвәблик қолға елинди.

германийә федератсийә тәптиш мәһкимисиниң байанатиға қариғанда, дитер с билән александер җ украинаниң шәрқидики русийәни қоллайдиған бөлгүнчиләр қурған «донетсик хәлқ җумһурийити тәшкилати» ниң әзаси вә җасуслуқ оргиниға җасуслуқ қилиш җинайити билән әйиблинип қолға елинғандин кейин түрмигә соланған.

баварийә өлкилик җинайи ишлар идариси мәзкур икки кишиниң туралғуси вә хизмәт орнида тинитиш ахелип барған.

игилинишичә, қолға елинған бу икки киши йәнә чәт әл җасуслуқ оргиниға җасуслуқ қилиш җинайити билән әйиблиништин сирт йәнә, террорлуқ тәшкилатиға әза болуш, партлатқуч дора тәййарлаш, бузғунчилиқ қилиш мәқситидә җасуслуқ қилиш вә һәрбий муәссәсәләрниң бихәтәрликигә тәһдит пәйда қилиш қатарлиқ һәр хил җинайи қилмишлар билән әйибләнмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر