америка: байдин түркийәгә F-16 типлиқ күрәшчи айропиланларни сетип беришни қоллайду

америка һөкүмити пирезидент җо байдинниң түркийәгә F-16 типлиқ күрәшчи айропиланларни сетип бериш мәсилисини очуқ - ашкара қоллашни давамлаштуруватқанлиқини уқтурди.

2081154
америка: байдин түркийәгә F-16 типлиқ күрәшчи айропиланларни сетип беришни қоллайду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болуши йолида ташлиған әң йеңи қәдимини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрүп: «пирезидент байдин узундин буйан түркийәниң F-16 филотини заманивилаштурушини очуқ – ашкара қоллап кәлди؛ бу әһвал натониң мәшғулат иқтидарини ашуриду» деди.

байанатида, вашингтонниң түркийә бүйүк милләт мәҗилиси ташқи ишлар комитетиниң шиветсийәниң натоға әза болушиға алақидар тәклипни қобул қилғанлиқини қизғин қарши алидиғанлиқиға ишарәт қилған америка ташқи ишлар министирлиқи, түркийәгә F-16 типлиқ күрәшчи айропиланларни сетип бериш мәсилиси тоғрисида рәсмий уқтуруш чиқирилмиғучә, өзлириниң чәт әлгә қорал сетишқа мунасивәтлик бу хил мәсилиләргә қарита байанат елан қилалмайдиғанлиқини вә баһа берәлмәйдиғанлиқини әскәртти.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети түнүгүн (26-декабир) шиветсийәниң натоға әза болушиға алақидар қанун тәклипини тәстиқлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر