лавров: әзәрбәйҗан - әрменийә ихтилапи асасий җәһәттин һәл болди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики ихтилапниң асасий җәһәттин һәл қилинғанлиқини оттуриға қойди.

2055164
лавров: әзәрбәйҗан - әрменийә ихтилапи асасий җәһәттин һәл болди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, иранниң пайтәхти теһранда өткүзүлгән «3 + 3 формати»дики «җәнубий кавказда мәңгүлүк тинчлиқ вә муқимлиқ орнитишниң районлуқ һәмкарлиқ суписи» йиғинидин кейин мухбирларға байанат бәрди.

баку вә әриван һәр иккисиниң қарабағниң әзәрбәйҗанға тәвә икәнликидә һәмпикир икәнликини билдүргән лавров: «һәл қилинмиған асаслиқ мәсилә бу иди. ихтилап асасий җәһәттин һәл қилинди» деди.

лавров тәкитләп, әмди нөвәтниң тинчлиқ келишими тәййарлаш, чеграларни бекитиш вә һечқандақ  тосалғусиз һалда қатнаш раванлиқиға капаләтлик қилиш мәсилиси қатарлиқ мунасивәтни толуқ нормаллаштурушниң әмәлий қәдәмлиригә кәлгәнликини ейтти.

бирйуссел билән вашингтонниң әрменийә билән әзәрбәйҗанниң чеграсини сизиш мусаписигә тәсир көрситишкә урунуватқанлиқини илгири сүргән лавров, москваниң әрмәнләр билән әзәрбәйҗанлиқлар пайдилиқ дәп қарайдиған һечқандақ алақигә қарши әмәсликини әскәртти.

у йәнә, әзәрбәйҗан билән әрменийәниң чеграни бәлгиләш комитети қурғанлиқини, русийәниң бу комитетқа мәслиһәтчи сүпитидә қатнишидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر