һиндистандики пойиз вәқәсидә қаза қилғанларниң сани 290 ға йәтти

һиндистанниң орисса өлкисидә 3 – ийунда йүз бәргән пойиз вәқәсидә қаза қилғанларниң сани 290 ға йәтти.

2000995
һиндистандики пойиз вәқәсидә қаза қилғанларниң сани 290 ға йәтти

түркийә авази радйоси хәвири: «һиндистан вақит гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, өлкигә қарашлиқ баласор районидики баһанага базар вогзалиға йеқин җайда, икки йолучи вә бир йүк пойизи оттурисида йүз бәргән қатнаш вәқәсидә йәнә икки киши қаза қилған.

шундақ қилип, 900 дин артуқ киши йариланған мәзкур вәқәдә қаза қилғанларниң сани 290 ға йәткән.

төмүр йол тармақлириниң тәкшүрүшидә, дәсләпки ениқлашқа асасән, вәқәгә «сигнал хаталиқи» сәвәб болған болуши мумкинлики билдүрүлгән иди.

һиндистан дөләтлик таратқулириниң хәвиригә асасаланғанда, бу вәқә һиндистанда йеқинқи 20 йилдин буйан  йүз бәргән «әң чоң пойиз вәқәси» дәп қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر