америка унверсититлириниң һәммисидә дегүдәк ғәззәни қоллаш намайиши өткүзүлмәктә

америка колумбийә унверсититида башланған ғәззәни қоллаш намайиши америка миқйасида долқунсиман кеңәймәктә.

2132860
америка унверсититлириниң һәммисидә дегүдәк ғәззәни қоллаш намайиши өткүзүлмәктә
Kanada'daki McGill universitesi gazze.jpg
abd universite gazze.jpg
California universitesi gazze.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: нурғун университетларда оқуғучилар мәктәп бағчисиға топлинип, уруш тохтитиш чақириқи елан қилмақта.

бәзи намайишларға сақчиларниң қаттиқ арилиши вә қиливатқан зораванлиқиниң күчийиши талаш-тартиш йаратмақта.

охео ишитатлиқ университетида ғәззәни қоллап өткүзүлгән намайишқа сақчилар арилишип, 16 оқуғучини қошқанда җәмий 36 кишини қолға алди.

невада унверсититида оқуғучилар мәктәп һойлисида лозунка ачти вә ғәззәдә уруш тохтитиш шоарлирини товлиди.

ғәрбий шимал университетида өткүзүлгән пәләстинни қоллаш намайишиға қарши америка сақчилири бесип кирип тутқун қилиш һәрикити елип барди.

бесип кирип тутқун қилиш җарйанида 100 дин артуқ кишиниң қолға елинғанлиқи вә уларға қарши интизам җазаси бериш җәрйани башланғанлиқи уқтурулди.

америкадин кейин, канададики мак гил университетидиму пәләстинни қоллаш лагери қурулди.

намайишчилар «университетимизниң ирқий қирғинчилиққа шерик болушиға йол қоймаймиз» дегән шоарлири билән пәләстинни қоллаш чақириқида болди.

университетларда өткүзүлгән пәләстинни қоллаш намайишлири исраилийә тохтимай бомбардиман қиливатқан ғәззәгә үмит болмақта.

ғәззәниң җәнубидики рафаһта панаһлиниватқан бир пәләстинлик аилә өзлири турушлуқ чедирларниң үсстигә хәт йезип, америкадики оқуғучиларға рәхмәт ейтти. пүркүлидиған бойақ билән «ғәззәни қоллап һәмкарлишиватқан оқуғучиларға рәхмәт ейтимиз» вә «колумбийә оқуғучилириға рәхмәт» дегән сөзләрни йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر