перода еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди

җәнубий америка дөлити перуда бир йолучилар аптобуси өстәңгә чүшүп кетип, 10 адәм қаза қилди, 25 адәм йариланди.

1972944
перода еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: перуниң хуарочири өлкисиниң чикла наһийәсидики йуқири сүрәтлик ташйолда кетиватқан бир йолучилар аптобуси контроллуқини йоқитип қойуп өстәңгә чүшүп кәтти؛ дәсләпки ениқлашларға қариғанда, һадисидә 10 адәм қаза қилди, бәзилириниң йарилиниш әһвали еғир болуп 25 адәм йариланди.

вәқә йүз бәргән җайға нурғун қутқузуш машиниси вә сақчи әтрити әвәтилди, йариланғанлар дохтурханиларда балнистқа елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر