җәнубий африқа җумһурийитидә еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди

җәнубий африқа җумһурийитиниң лимпопо өлкисидә бир йүк машиниси аптобусқа соқулуп кетиши нәтиҗисидә 21 адәм қаза қилди.

1946589
җәнубий африқа җумһурийитидә еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа җумһурийити таратқулири, N-1 йуқири сүрәтлик ташйолидики вервовд тонелиға йеқин җайда бир йүк машиниси соқувәткән аптобус дәрйаға чүшүп кетип, 19 кишиниң нәқ мәйданда, икки кишиниң дохтурханида қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

игилинишичә, қазада йариланған 59 кишиниң тоққузиниң йарилиниш әһвали еғир икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر