америкада «боран – чапқун» апитидә 6 киши өлди

америка қошма иштатлириниң алабама иштатида йүз бәргән «боран – чапқун» апитидә 6 киши һайатидин айрилди.

1932154
америкада «боран – чапқун» апитидә 6 киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида қара йамғур вә кәлкүн апәтлири давамлишиватқан болуп, алабама иштатини өз ичигә алған бу дөләтниң җәнубий районлириға тәсир көрсәткән «боран – чапқун» апити еғир зийанларни елип кәлгән.

алабама иштатиниң валийси кәй ивей, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «толиму әпсуски, иштатимизға еғир зийанларни елип кәлгән <боран – чапқун> апитидә 6 киши җенидин айрилди.»

у «боран – чапқун» апитидә еғир зийанға учриған бир қисим районларда «җиддий һаләт» елан қилинғанлиқини билдүрди.

игилинишичә, қара йамғур вә «боран – чапқун» апәтлири, җорҗйа, миссисипи вә алабама иштатлиридики өйләргә еғир зийанларни елип кәлгән, нәччә онмиңлиған киши токсиз қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر