амистердам айа софийа җамәси йәнә һуҗумға учриди

голландийәдә миллий гөрүш федератсийәсигә қарашлиқ амстердам айа софийа җамәсиниң деризиси пива ботулкиси билән һуҗум қилинип сундурулди.

1670614
амистердам айа софийа җамәси йәнә һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә миллий гөрүш федератсийәси тәрипидин елан қилинған байанатта, һәм җамә иҗраийә һәйити һәм җамаитиниң җамә бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, голландийәдә күнсери күчийиватқан нәпрәт сөзлири вә ирқчилиқ һуҗумилири алаһидә тәкитлинип,  өткән йили (2020) дин буйан бу җамәниң иккинчи қетим һуҗумға учриғанлиқи уқтурулди.

байанатта йәнә, бихәтәрлик қисимлири вә һөкүмәт даирилири, бу хил ирқчилиқ һуҗумлириға айримчилиқ қилмастин қарши турушқа вә керәклик тәдбирләрни ишқа селишқа чақириқ қилинди.

амистердам айа софийа җамәси 2020-йили 12-айдиму һуҗумға учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر