байербок: украина техиму көп һава мудапиә системисиға еһтийаҗлиқ

германийә ташқи ишлар министири анналена байербок украинаниң русийәниң һуҗумидин өзини қоғдиши үчүн техиму көп һава мудапиәсигә моһтаҗ икәнликини ейтти.

2142239
байербок: украина техиму көп һава мудапиә системисиға еһтийаҗлиқ

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири анналена байербок кийев зийаритидин илгири байанат елан қилип, дөләт мудапиә министири борис писторийус билән бирликтә украинани техиму көп һава мудапиә системиси билән тәминләш үчүн дунйа миқйасида һәрикәт башлиғанлиқлирини билдүрди.

у мундақ деди:

«украина һава мудапиә қисимлирини қошумчә йардәм билән тәминләш үчүн һазирға қәдәр тәхминән 1 милйард йавро топлидуқ, биз буни көпәйтиш үчүн тиришиватимиз. биз йүрикимизгә қолимизни бир қанчә қетим салдуқ, һәтта қошумчә һава мудапиә системиси болған <вәтәнпәрвәр> үчүнму һәрикәткә өттуқ.»

у украинаниң мәвҗут болуп туруши вә украиналиқларниң кәлгүсидә өз тәқдирини өзи бәлгилийәләйдиған һайатта йашиши үчүн чоқум тиришчанлиқ көрситилиши керәкликини әскәртип, мушундақ болғанда русийәниң ғәрб чеграсиға қарап илгирилийәлмәйдиғанлиқини қәйт қилди.

у украинаниң һәм өзиниң әркинлики һәмдә пүткүл йавропаниң әркинлики үчүн күрәш қиливатқанлиқини тәкитләп: «украинаниң йавропа иттипақиға әза болуш мәсилиси, русийәниң хәлқара қанунға хилап һалда  қиливатқан бу урушиниң зөрүр җуғрапийәлик сийасий нәтиҗиси» деди.

у ахирида, ийунда (2024) пайтәхт берлинда украинани қайта қуруш йиғини өткүзүлидиғалиқини билдүрүп: «дунйаниң һәрқайси җайлиридики шериклиримиз, сода-санаәтчиләр дунйаси, иҗтимаий тәшкилатлар вә йәрлик һөкүмәтләрдин тәшкил тапқан бир күчлүк иттипақ билән, украинаниң кәлгүси үчүн узун муддәтлик мәбләғ салимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر