таск сәвр – тақәтлик болушқа чақирди

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи доналд таск әнглийә баш вәзири тереса мей әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилишини кечиктүрүшкә еһтийаҗ барлиқини ейтқандин кейин тәрәпләрни «сәвр – тақәтлик болуш» қа чақирди.

1176471
таск сәвр – тақәтлик болушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири:  таск аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши мәсилисиниң әтидин кейин қандақ болидиғанлиқини билмисәкму, сәвр – тақәтлик болушимиз лазим.»

әнглийә баш вәзири тереса мей бу киризискә һәл қилиш чариси тепиш үчүн өктичиләр партийәсиниң рәһбири җереми корби билән бир йәргә җәм болидиғанлиқини ейтти.

йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири, йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи доналд таск, йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи йен клод йаңкер вә мей 10 – апрел күни әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши мәсилиси тоғрулуқ белгийәниң пайтәхти бирйусселда бир йәргә җәм болиду.

әнглийәниң йавропа иттипақи билән пүтүшүшидин кейин, әнглийәниң йавропа иттипақидин айрилиши 29 – марттин 12 – апрелға кечиктүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر