фирансийә – италийә оттурисида киризис йүз бәрди

фирансийә билән италийә оттурисида дипломатик киризис йүз бәрди.

1141374
фирансийә – италийә оттурисида киризис йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң рим баш әлчисини қайтуруп кетиш тоғрулуқ қарар чиқиршидин кейин,  италийә муавин баш министири, қошумчә ички ишлар министири маттео салвини,  аммиви ортақлишиш тор бети Facebook сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бизниң һечким билән җедәл қилиш нийитимиз йоқ, кәлсә – кәлмәс талаш – тартиш қилишниму халимаймиз, биз растчил инсанлар болуп, пәқәт италийә хәлқиниң түп мәнпәәтлирила қоғдашни нишан қиливатимиз. фирансийә пирезиденти еммануел макрон вә фирансийә һөкүмити билән 3 түрлүк асаслиқ мәсилә тоғрулуқ сөһбәт өткүзүшкә тәййармиз. җүмлидин, бу үч түрлүк мәсилә мунулардин ибарәт. биринчиси, 2017 – йилдин буйан сани 60 миңға йетидиған фирансийә тәрәп рәт қилип келиватқан италийә чеграсидики көчмәнләр мәсилиси. иккинчиси, италийәдә җинайәт садир қилғандин кейин фирансийәгә қечип кетип, шу йәрдә һузур – һалавәт ичидә йашаватқан 15 җинайәтчи мәсилиси. үчинчиси, италийәдин фирансийәгә баридиған ишчиларниң фирансийә чеграсида саәтләрчә тәкшүрүлүш мәсилиси. бу мәсилиләр һәққидә фирансийә тәрәп билән иҗабий сөһбәт өткүзүшкә вә италийә хәлқиниң истиқбали үчүн йеңи бир сәһипә ечишқа тәййармиз.»

италийәдә өктичиләрниң шериклиридин һөкүмәткә қарши солчил 5 йултуз һәрикитиниң рәһбири луиги ди маио вә ашқун оңчил лиг партийәсиниң рәһбири салвини, йеқиндин буйан пат - пат фирансийәни африқида кеңәймичилик сийаситини йолға қойуш вә италийә әдлийә органлиридин қачқан террорчиларни бағриға бесиш билән әйибләвататти. ди маио билән салвини йәнә, сериқ җилиткиликләр һәрикитини очуқ - ашкара һалда қоллаш билән фирансийәниңму наразилиқ қозғап келивататти.

5 йултуз һәрикитиниң рәһбири, муавин баш министир, иқтисадий тәрәққийат, әмгәк вә иҗтимаий сийасәтләр министири ди маио мушу һәптиниң башлирида парижға берип, сериқ җилиткиликләр һәрикитиниң бәзи вәкиллири билән көрүшкәниди. фирансийә ташқи ишлар министирлиқи буниңға наразилиқ билдүрүп, рим баш әлчиси киристиан массетни қайтуруп кетиш тоғрулуқ қарар чиқарғанлиқини җакарлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر