иран мадурони қоллайдиғанлиқини елан қилди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф венезуела ташқи ишлар министири җорҗ аррезаға телефон қилип, иран һөкүмитиниң венезуела һөкүмитини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

1133585
иран мадурони қоллайдиғанлиқини елан қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатта, зарифниң арреза билән елип барған телефон сөһбитидә иранниң венезуела һөкүмитини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини йәткүзгәнлики тәкитләнди.

байанатта, «сөһбәттә, америкиниң венезуела қатарлиқ мустәқил дөләтләргә қуруватқан тозақлириға хәлқаралиқ сәвийәдә қарши түрүш йоллири һәққидә пикир алмаштурулди» дейилди.

телефон сөһбитидә, мексика, уругвай вә башқа дөләтләрниң венезуела һөкүмити билән өктичи гуруппилар оттурисидики чүшнишәлмәсликкә сийасий һәл қилиш йоллири бойичә иш тутулишиға вә ички дийалогниң күчәйтилиши лазимлиқиға даир тәклиплири музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зарифниңму бу һәқтә пикирдаш дөләтләр билән музакирилишишни давамлаштуриватқанлиқи әскәртилди.


خەتكۈچ: #иран , #мадуро

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر