мадору: «биз бу ойунни бүзүп ташлаймиз»

мадору венезуеладики мәсилиләрни өз ичидә, америкиниң һеч қандақ арилишиши болмиған шәкилдә һәл қилиш лазимлиқини тәкитлиди.

1133544
мадору: «биз бу ойунни бүзүп ташлаймиз»

 

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела дөләт рәиси николас мадуро «венезуеланиң мустәқиллиқини бир чәткә чөрүп ташлашни шундақла америка вә униң ғәрб дунйасидики иттипақдашлириниң венезуелада бир қорчақ һакимийәт қурушини мәқсәт қилған һәрбий сийасий өзгиришини чоқум бузуп ташлаймиз» деди.

мадору дөләт рәислик сарийи мирафлореста чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида нутуқ сөзлиди.

медийа вастилириниң венезуелаға хәлқаралиқ бесим шәкилләндүргәнликини билдүрүп, «венезуела җумһурийәт болуш сүпити билән мәвҗутлуқи вә мустәқиллиқи үчүн пәвқуладдә җидди бир вәзийәткә кирди. дөлитимиздики һәрбий өзгиришиң үстигә, венезеуланиң һәқиқий әһвалини йошуруш үчүн хәлқаралиқ бир медийа һуҗумиғиму дуч кәлмәктә» деди.

мадуро венезуелада америка мәнбәлик бир һәрбий сийасий өзгириш болуватқанлиқини вә буниңға қарши тик туридиғанлини тәкитләп, «бүгүн шуни ейталаймизки, һәрбий - сийасий өзгиришниң әхмиқанә сәвәбләр билән оралған, һеч қандақ асаси болмиған йеңи шәкли мәвҗут. нә хәлқ, нә һәр қайси қисимлиримиз бу һәрбий - сийасий өзгиришкә йол қоймайду. өзимизни тинчлиқниң ғалибийити үчүн атаймиз» деди.

мадуро венезуеланиң ички ишиға сирттин ариливилишларни әйибләп, «венезуеладики мәсилиләрни өз өйимиздә, америкиниң һеч қандақ арилишиши болмиған шәкилдә һәл қилишимиз лазим» деди.

мадуро венезуела үчүн пайдилиқ болидиған бир дийалогқа һәр даим очуқ икәнликини тәкитләп, «дөлитимизниң илгирилиши үчүн дөләт асасий қанунини асас қилған һалда дөләтлик бир дийалогниң өткүзүлишигә тәййармән. мәйли бүгүн йаки әтә вә йаки һәр қандақ чағда тәййармән. үмит қилимәнки, венезуела өктичилири ашқунлар тәрипидин қурулған тозақлардин қутулғай, қайил қиларлиқ вә сәмимий бир дийалог йоли ечилғай» деди.

венезуелада алдинқи күни өктичиләр билән һакимийәт бешидикиләр тәрипидин өткүзүлгән йиғилишлар һәм дөләткә нисбәтән һәм районға нисбәтән интайин муһим ишларниң йүз беришигә йол ачқан иди.

асаслиқ көп қисми өктичиләрниң қолида туруватқан дөләт парламентиниң башлиқи йуан гуайдо өктичиләрниң йиғилишида өзини вақитлиқ дөләт рәиси дәп елан қилған вә америка, канада, коломбийә, перу, еквадор, парагвай, беразилийә, чили, аргентина, коса рика вә гуатемала қатарлиқ дөләтләр униң рәисликини етирап қилған иди.  

бирақ түркийә русийә, мексика, куба, хитай вә боливийә болса, мадурониң һөкүмитини қоллайдиғанлиқини билдүргән иди. 

мадурому бу вәзийәттин кейин, америка билән пүтүн дпиломатик вә сийасий мунасивәтлирини үзүп ташлиғанлиқини елан қилған һәмдә америка дипломатийә хадимлириниң дөләттин чиқип кетиши үчүн 72 саәтлик вақит бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر