һиндонезийәниң малуку өлкисидә 6.6 бал йәр тәвриди

йәр тәврәштә адәм өлүш йаки йаридар болуш вәқәси көрүлгән йаки көрүлмигәнлики һәққидә мәлумат берилмиди.

1133578
һиндонезийәниң малуку өлкисидә 6.6 бал йәр тәвриди

 

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә метеорологийә вә гиофизика идариси, йәр тәврәш мәркизиниң малуку өлкисигә қарашлиқ ару араллиридин 112 келометир ғәрбий шималида икәнликини вә йәр йүзидин 10 келометир чоңқурлуқта йүз бәргәнликини елан қилди.

дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, йәр тәврәштә адәм өлүш йаки йаридар болуш вәқәси көрүлмигән.

йәр тәврәштин кейин деңиз ташқини сигналиму челинмиди.

ғәрбий сумба районидиму чаршәнбә күни 6.2 бал вә 6.7 бал болуп, икки қетим йәр тәвригән иди.


 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر