ослода балиларға әң көп «муһәммәд» исми қойулиду

норвегийәниң пайтәхти ослода балиларға әң көп «муһәммәд» исми қойулиду.

1133154
ослода балиларға әң көп «муһәммәд» исми қойулиду

түркийә авази радийоси хәвири: норвегийә истатистика ишханисиниң бу һәқтә елан қилған доклатиға асасланғанда, 2018 – йили оғул туғулған балиларға әң көп «муһәммәд» исми қойулған болуп, уда 10 йилдин буйан биринчиликни қолдин берип қоймиған«муһәммәд» исмидин қалса, лукас, филип вә оливер қатарлиқ исимлар кейинки орунда туридикән.

норвегийә истатистика ишханисиниң мәсули җорген оренниң ейтишичә, бу әһвал ослоха хас болуп, пүткүл норвегийәни әкс әттүрмәйдикән. ослониң нопусиниң % 8.7 тини пакистанлиқлар, сомалилиқлар, ирақлиқ вә маракәшликләр тәшкил қилидикән. мусулманлар балилириға әң көп «муһәммәд» исмини қойидикән.

«муһәммәд» 2017 – йили шивейтсарийәниң малмо шәһиридә әң көп қойулған исим болуп қалған, шу йили әнглийә вә галлердиму «әң көп таллинидиған исимлар тизимлики» дә 10 – рәткә тизилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر