америка венезуеладики иккинчи дәриҗилик хадимлирини дөләттин айрилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи венезуеланиң пайтәхти каракас баш әлчиханисидики иккинчи дәриҗилик хадимлирини дөләттин айрилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрди.

1132970
америка венезуеладики иккинчи дәриҗилик хадимлирини дөләттин айрилиши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, ташқи ишлар министирлиқи венезуеланиң пайтәхти каракас баш әлчиханисидики иккинчи дәриҗилик хадимлириниң дөләттин айрилиши, биринчи дәриҗилик хадимлириниң болса вәзипә өтәшни давамлаштуруши тоғрулуқ йолйоруқ чүшүргән.

хәвәрләрдә дейилишичә, америка қошма иштатлириниң венезуеладики һәрқайси вакаләтханилирида вәзипә өтәватқан 150 әтрапидики хадимлириниң һәммисиниң бихәтәрликини қоғдаш қийин икән, шундақтиму, пайтәхт каракастики америка баш әлчиханиси тақалмайдикән.

министирлиқ йәнә, венезуелада йашаватқан америка пуқралириниң дөләтни тәрк етиши үчүн тәййар һаләттә турушлири тоғрулуқ агаһландуруш чиқарған.

венезуела  пирезиденти николас мадуро, пайтәхт каракастики пирезидент сарийиниң балконидин венезуела хәлқигә хитаб қилған, америка қошма иштатлири билән болған барлиқ мунасивәтләрни үзгәнликлирини, бу дөләтниң дипломатлириға венезуелани тәрк тишлири үчүн 72 саәт мөһләт бәргәнликини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر