афғанистанда елип берилған һава һуҗуми нурғун пуқраниң җениға замен болди

афғанистанниң җәнубидики һелманд вилайитидә елип берилған һава һуҗуми 16 пуқраниң җениға замен болди.

1133148
афғанистанда елип берилған һава һуҗуми нурғун пуқраниң җениға замен болди

түркийә авази радийоси хәвири: һелманд валий мәһкимисиниң байанатчиси өмәр зувақниң билдүрүшичә, һелманд вилайитиниң сангин наһийәсидә елип берилған һава һуҗуми пуқраларниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарған, вәқәдин кейин тәкшүрүш башланған.

һеламнд вилайәтлик кеңиш ишлири мәсули атауллаһ афғанниң ейтишичә, һава һуҗумида 16 пуқра һайатидин айрилған.

игилинишичә, һава һуҗуминиң ким тәрипидин елип берилғанлиқи техичә ениқ әмәс икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر